нигерда йүз бәргән террорлуқ һуҗумида җенидин айрилғанларниң сани көпәйди

нигерда мали чеграсидики йеза – қишлақларға қилинған террорлуқ һуҗумлирида һайатидин айрилғанларниң сани 137 гә йәтти.

1606449
нигерда йүз бәргән террорлуқ һуҗумида җенидин айрилғанларниң сани көпәйди

түркийә авази радийоси хәвири: һөкүмәт байанатчиси зәкәриййа абдурраһманиң дөләтлик телевизийә қанилиға бәргән байанатида билдүрүшичә, йәкшәнбә күни таһуа райониға җайлашқан интазайәнә, барокат вә вистанә йезилириға қилинған һуҗумларда 137 киши һайатидин айрилған.

дәсләптә, һуҗумларда 30 кишиниң қаза қилғанлиқи уқтурулғаниди.

нигерда алдинқи һәптиму мали чеграсиға җайлашқан тиллабери районидики мал базиридин қайтиватқан пуқралар олтурған аптобус һуҗумға учрап, кәм дегәндә 58 киши җенидин айрилғаниди, арқидинла дөләт миқйасида 3 күнлүк матәм елан қилинғаниди.

йанвар ейидиму, дөләтниң ғәрбигә җайлашқан тһомбанго вә заромдарә районлириға җайлашқан йеза – қишлақларға қилинған һуҗумларда, кәм дегәндә 100 пуқра өлтүрүлгәниди.

саһил районида, «3 дөләт чеграси» дәп аталған буркина фасо, мали вә нигер, йеқинқи йилларда террорлуқ тәшкилати әлқаидәгә қарашлиқ гуруппилар билән террорлуқ тәшкилати даешниң һуҗумлириға сәһнә болмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر