мисирдики қум борини сәвәбидин муһим портлар тақалди

мисирдики қум борини сәвәбидин 3 порттики паалийәтләр вақитлиқ тохтитилди.

1607036
мисирдики қум борини сәвәбидин муһим портлар тақалди

түркийә авази радийоси хәвири: мисир метеорологийә институти начар һаварайиниң мисирниң бәзи җайлирида қум бориниға сәвәб болғанлиқини елан қилди.

йәрлик мәтбуатларда елан қилинған хәвәрләрдә, мисирниң шималидики нил делтисиға җайлашқан буруллус портидин башқа йәнә, қизил деңиз қирғиқидики сувәйиш вә новәйба портлириниңму тақалғанлиқи билдүрүлди.

пайтәхт қаһирә, искәндирийә, асйут вә кәфруш шәйх районида дохтурхана, йол вә биналарда йәрлик органларниң җидди һаләт сәвийәсидә  тәдбирләрни йолға қойғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر