блинкен түркийәниң натодики әһмийитини тәкитлиди

америка ташқи ишлар министири антони блинкен түркийәниң натоға болған садиқлиқиниң давамлишишиниң һәммигә пайдилиқ икәнликини ейтти.

1606914
блинкен түркийәниң натодики әһмийитини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: антони блинкен нато ташқи ишлар министирлири йиғини үчүн йетип барған бирйусселдики нато мәркизидә, баш катип столтенберг билән ортақ ахбарат елан йиғини өткүзди.

антони блинкен: «бүгүн бу йәргә американиң тәшкилатқа болған тәврәнмәс садиқлиқини билдүрүш үчүн кәлдим. америка нато иттипақдашлирини асас қилған һалда шериклик мунасивәтлирини қайтидин бина қилишни халайду. бурунқиға охшаш, бүгүнки тәһдитләрму күчлүк вә тәсири күчлүк болғанлиқи үчүн тәшкилатни қайтидин җанландурушни халаймиз» деди.

у америка вә натониң түркийә билән болған мунасивәтлири үстидә тохталғанда: «түркийә узун өтмүшимиз болған вә биз әһмийәт берип кәлгән иттипақдишимиз. түркийәниң натоға болған садиқлиқиниң давамлишиши һәммимизгә пайдилиқ. америка вә нато түркийәни өзигә йеқин тутушни халайду» деди.

у хәлқаралиқ күчләрниң афғанистандин чекинишигә мунасивәтлик бир соалға: «бу һәқтә давамлиқ музакирә қилиниватиду. техиму муһим болғини, мән бу йәргә башқиларниң сөзлирини аңлаш вә мәслиһәтлишиш үчүн кәлдим. чүнки иттипақдашлар мушундақ қилиду» дәп җаваб бәрди.

у америка әскәрлириниң афғанистандин чекиниши тоғрисида йәнә мунуларни билдүрди:

«афғанистанға бирликтә кирдуқ, өзара маслаштуқ, шуңа тоғра вақитта бирликтә чекинимиз. бу йәрдә ортақ сөз бар, у болсиму биллә болуш. пирезидент җо байдин чекинишниң ахирқи күни болған 1-май (2021) ға йетишишниң қийин икәнликини ейтқан иди. бирақ, америка немә болуштин қәтийнәзәр, иттипақдашлириниң немә ойлаватқанлиқини билип һәрикәт қилиду.»

нато баш катипи столтенберг афғанистандин чекиниш қарари үстидә тохталғанда, бирликтә қарар чиқиришниң әһмийитини әскәртип, афғанистандики тинчлиқ сөһбәтлириниң афғанистандики сийасий мәсилиләрни һәл қилишниң бирдинбир йоли икәнликини қәйт қилди.

американиң тинчлиқ сөһбәтлирини қайтидин җанландуруш тиришчанлиқлиридин мәмнунлуқ һес қилғанлиқлирини билдүргән столтенберг, талибанниң зораванлиқларни тохтитишини вә хәлқаралиқ террорлуқ гуруппилирини қоллаштин ваз кечишни тәләп қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر