йавропа иттипақи кәмбәғәл дөләтләргә ваксина әвәтәлмәйдиғанлиқини билдүрди

йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула вондер лийен йавропа иттипақидин кәмбәғәл дөләтләргә вухән вируси (Kovid-19) ваксинаси әвәтәлмәйдиғанлиқлирини билдүрди.

1605787
йавропа иттипақи кәмбәғәл дөләтләргә ваксина әвәтәлмәйдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула вондер лийен германийәниң «функә» (Funke) ахбарат гуруһи мухбирлириниң соаллириға җаваб бәргәндә: «әза дөләтләрдин ваксиналарни өзлириниң елиши үчүн көп бесим бар» деди.

у йавропа иттипақиниң кәмбәғәл дөләтләрниң ваксинаға игә болалиши үчүн «ваксиналарға игә болуш пирограммиси»(COVAX)  һәрикитини иқтисадий җәһәттин қоллиғанлиқини әскәртип: «йавропа иттипақиниң ваксинани башқа дөләтләргә бивастә әвәтиш механизми, пәқәт йавропа иттипақида техиму йахши ишләпчиқириш имканийитигә игә болған вақтимизда башлиниду» деди.

йавропа иттипақи һазирғичә ваксина ишләпчиқириватқан ширкәтләргә 2.6 милйард данә ваксина закас қилди, әмма мушу айни қошқанда йавропа иттипақидики 27 дөләтниң һәммисигә тәхминән 70 милйон данә ваксина тапшурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر