америкадики хитайлар вә башқа асийалиқлар он нәччә шәһәрдә намайиш өткүзди

американиң атланта шәһиридә йүз бәргән вә  6 нәпири асийалиқ болуп, җәмий 8 айал қаза қилған қораллиқ һуҗумдин кейин, дөләт миқйасидики асийалиқлар асийалиқ америкалиқларға қарши айримчилиқниң тохтитилиши үчүн намайиш өткүзди.

1605855
америкадики хитайлар вә башқа асийалиқлар он нәччә шәһәрдә намайиш өткүзди

 

түркийә авази радийоси хәвири: асийалиқ америкалиқлар вә тинч окйан араллиридин кәлгәнләр (AAPI) намлиқ аммиви тәшкилат американиң ғәрбидики сан фирансискодин шәрқий деңиз қирғиқидики питтсбургқичә болған он нәччә шәһәрдә намайиш өткүзди.

қоллирида «биз бу йәргә тәвә», « асийалиқлар әмәс, ирқчилиқ вирустур», «асийалиқларға болған өчмәнлик тохтитилсун» дәп йезилған лозункиларни көтүрүвалған намайишчилар, америка һөкүмити мәсуллирини ирқчи  һуҗумларға қарши тәдбирләрни қоллинишқа чақирди.

асийалиқ америкалиқлар вә тинч окйан араллиридин кәлгәнләр «AAPI» тәшкилати тәрипидин 19-мартта елан қилинған доклатта, ковид -19 йуқуми сәвәбидин асийалиқларға қарита бир йилда 3800 қетим кәмситиш позитсийәси вә ирқчилиқ һуҗуми  елип берилғанлиқи,  бу һуҗумларниң %68 и айалларға  вә % 29 и әрләргә қилинғанлиқи билдүрүлгән иди.

16-мартта, җорҗийа иштатиниң атланта шәһиридә 3 увулаш өйигә қилинған қораллиқ һуҗумда, асийалиқ 6 айални қошқанда 8 киши қаза қилған иди.

вәқәдин кейин қолға елинған 21 йашлиқ җинайәт гумандари роберт арон лоң, сотта тәптиш мәһкимиси тәрипидин сәккиз қетим қәстләп өлтүрүш җинайити билән әйибләнгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر