қатар хитай билән 10 йиллиқ енергийә келишими түзди

қатар хитай билән йиллиқ сетиш миқдари 2 милйон тонна суйуқландурулған тәбиий газ (LNG)  сетишни өз ичигә алған 10 йиллиқ келишим түзди.

1606133
қатар хитай билән 10 йиллиқ енергийә келишими түзди

түркийә авази радийоси хәвири: қатарниң игидарчилиқидики қатар нефит ширкити тәрипидин елан қилинған байанатта, хитайниң синопек гуруһи билән суйуқландурулған тәбиий газ LNG сетиш вә тәминләш келишиминиң имзаланғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, қатарниң дөләт енергийә ишлири министири вә қатар нефит ширкитиниң иҗраийә башлиқи саад шерида әл қаби вә хитайниң синопек гуруһи рәиси җаң йүҗуниң син йиғини арқилиқ өткүзүлгән имза қойуш мурасимиға қатнашқанлиқи билдүрүлди.

байанатта, қатардин хитайға тәбиий газниң йәткүзүлүши 2022-йили 1-айғичә башлинидиғанлиқи, келишимниң 10 йиллиқ күчкә игә икәнлики вә һәр йили 2 милйон тонна суйуқландурулған тәбиий газ (LNG)  сетишни өз ичигә алидиғанлиқи тәкитләнди.

қатар 2009-йили синтәбирдә, хитайға суйуқландурулған тәбиий газ (LNG) експорт қилишни башлиған иди.


خەتكۈچ: #хитай , #қатар

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر