җо байдин русийә пирезиденти путинниң көрүшүш тәклипини қобул қилмиди

русийә һөкүмити пирезидент владимир путинниң америка пирезиденти җо байдинға қилған синлиқ көрүшүш тәклипиниң қобул қилинмиғанлиқини елан қилди.

1606097
җо байдин русийә пирезиденти путинниң көрүшүш тәклипини қобул қилмиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, путинниң америка пирезиденти җо байдинға сунған синлиқ көрүшүш тәклипиниң қобул қилинмиғанлиқини билдүрди.

байанатта: «америка владимир путинниң 19-март йаки 22-мартта байдин билән йиғилип қалған икки тәрәп мунасивәтлирини вә истратегийәлик муқимлиқ мәсилилирини җәмийәткә очуқ һалда синлиқ көрүшүп музакирә қилиш тәлипини қоллимиди. русийә-америка мунасивәтлиридә, вашингтонниң хаталиқлири билән пәйда болған мәсилиләрдин қутулуш йолини тепиш үчүн йәнә бир пурсәт қолдин кәтти. буниң мәсулийити пүтүнләй америкаға тәәллуқ» дейилди.

русийә кремил сарийиниң байанатчиси дмитрий песков путин-байдин көрүшүш еһтималлиқи үстидә тохтилип: «бүгүн көрүшүш пиланлири йоқ. мениң билишимчә америка тәрәп буниңға тәййар әмәс» деди.

америка пирезиденти җо байдин 17-март (2021) путинниң «қатил» икәнликини илгири сүрүп, русийәниң америка сайламлириға қол тиққанлиқи үчүн «бәдәл төләйдиғанлиқини» билдүргән иди.

русийә пирезиденти путин буниңға қарита җо байдинға «саламәтлик» тиләп:

«башқа дөләткә, хәлққә йаки кишиләргә баһа бериш әйнәккә қарашқа охшайду. әйнәктә һәр қачан өзимизни көримиз» деди.

путин байдинға синлиқ көрүшүшни тәклип қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر