бирмадики һәрбий һөкүмәтни етирап қилмиған сийасәтчиләр қораллиқ қисим қурушқа атланди

бирмада һәрбий өзгиришкә қарши чиққан вә һәрбий һөкүмәтни етирап қилмиған сийасәтчиләр, һәрбий өзгиришкә қарши намайиш қиливатқанларни хәвпсизлик күчлириниң бастурушидин қутқузуш үчүн хәлқ армийәси қурушқа тиришмақта.

1606082
бирмадики һәрбий һөкүмәтни етирап қилмиған сийасәтчиләр қораллиқ қисим қурушқа атланди

түркийә авази радийоси хәвири: һәрбий өзгиришкә қарши парламент әзалири тәрипидин хәлқ һөкүмитини қайтуруп келиш үчүн қурулған дөләт парламенти вәкилләр комитети әзалиридин зин мараң, бирма «нав» (Now) хәвәр торида байанат елан қилип, хәлқни һәрбий һөкүмәттин қоғдайдиған қораллиқ қисимниң қурулуши үчүн башқа етник қораллиқ гуруппилири билән көрүшкәнликлирини билдүрди.

у: «мәқситимизниң %80 гә йәттуқ. мунасивәтлик тәрәпләр билән давамлиқ көрүшүватимиз» деди.

зин мараң етник қораллиқ гуруппилардин башқа, һәрбий өзгиришкә қарши чиққан сийасий партийә вә намайишчи гуруппилар билән мәзкур мәсилини музакирә қилғанлиқлирини әскәртип: «һазирқи әһвалға қарита қандақ иттипақлиқ орнитип һәрикәт қилалайдиғанлиқимизни музакирә қиливатимиз. бизгә кәлгән җаваблар наһайити иҗабий» деди.

комитетниң етник қораллиқ гуруппиларға «террорист» сүпитидә қаримайдиғанлиқлирини әскәрткән зин мараң: «һазирғичә бирма хәлқи билән қолни қолға тутушуп һәрбий һөкүмәткә қарши бирликтә һәрикәт қилишни қарар қилған барлиқ етниң қораллиқ гуруппиларға тәшәккүр ейтимиз» деди.

у бирма армийәси ичидиму өз хәлқигә қорал тәңләшни халимиған һәрбийләрниң барлиқини билдүрүп, виҗдани бар һәрбийләрни һәрбий һөкүмәткә қарши мәйданини намайан қилшқа чақирди.

һәрбий кзгиришкә қарши намайишларни тәшкиллигүчиләрдин керен хен: «хәлқ қораллиқ қаршилиқ көрситишни һәрбий һөкүмәткә қарши мәсилини һәл қилишниң бирдинбир йоли дәп қаримақта» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر