ирақта террорлуқ тәшкилати даешқа тәвә 85 нишан пачақлап ташланди

ирақта хәлқара бирләшмә қисимлар шималдики тағлиқ районда 133 қетим һава һуҗуми  қилиш арқилиқ террорлуқ тәшкилати даешқа тәвә 85 нишанни пачақлап ташлиди.

1605303
ирақта террорлуқ тәшкилати даешқа тәвә 85 нишан пачақлап ташланди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ дөләт мудапиә министирлиқиға қарашлиқ бихәтәрлик медийа ишханисиниң байанатиға асасланғанда, нинова қоманданлиқ оргини тәрипидин қаратағниң тағлиқ районида елип берилған һәрбий һәрикәт  10 күн давамлашқан.

байанатта, террорлуқ тәшкилати даешқа тәвә 61 панаһҗай вә 24 өңкүрниң битчит қилинғанлиқи һәмдә нурғун терорчиларниң уҗуқтурулғанлиқи билдүрүлди.

террорлуқ тәшкилати даеш 2014-йили 6-айда ирақниң мосул, салаһаддин вә әнбар вилайәтлириниң һәммини, шундақла дийала вә кәркүкниң бир қисмини ишғал қилған иди.  бу районлар бир нәччә йилдин кейин даештин қайтуруп елинған иди.

ирақниң сабиқ баш министири һәйдәр әл ибади 2017-йили 12-айниң 9-күни даешқа қарши ғәлбисини елан қилған вә ирақ даештин тазиланғиниға 3 йилдин ашқан болсиму, даеш мәзкур вилайәтләрниң йеза қишлақлирида һазирғичә һуҗумлирини давамлаштуруп кәлмәктә.


خەتكۈچ: #даеш , #ирақ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر