б д т да уйғур түрклиригә қилиниватқан зулум күнтәртипкә кәлди

хитайниң б д т да турушлуқ муавин даимий вәкили дәй биң нутуқ сөзләш тизимликидә исми йоқ туруқлуқ зорлап сөз қилип, хитайға қаритилған әйибләшни пүтүнләй рәт қилипла қалмастин, бәлки йәнә американи еғир тәнқид қилди.

1605316
б д т да уйғур түрклиригә қилиниватқан зулум күнтәртипкә кәлди
Linda Thomas-Greenfield.jpg
cin uygur soykirimi 1.jpg
cin uygur soykirimi.jpg
avusturya uygur turkleri protesto1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати ирқий айримичилиққа қарши туруш тоғрисида уйуштурулған пирограммида, америка билән хитай бир-бирини «кишилик һоқуқ дәпсәндичилики» билән әйиблиди.

американиң б д т да турушлуқ даимий вәкили линда томас гиринфилид б д т мәркизи бинасида өткүзүлгән «хәлқара ирқий кәмситишни йоқитиш күни» пирограммисида сөз қилип, дунйаниң һәрқайси җайлирида һазирму қуллуқ вә ирқий айримичилиқниң йүз бериватқанлиқини тәкитлиди.

линда томас гиринфилид бирмадики аракан мусулманлири вә хитайдики уйғур түрклиригә қилинған зулумларни мисал кәлтүрүп, хитай һөкүмитиниң «уйғурларға вә уйғур районидики башқа аз санлиқ милләт вә диний етиқадтикиләргә қарши ирқий қирғинчилиқ шундақла инсанийәткә қарши җинайәт садир қилғанлиқи» ни билдүрди.

хитайниң б д т да турушлуқ муавин даимий вәкили дәй биң нутуқ сөзләш тизимликидә исми йоқлуқиға қаримастин, зорлап сөз қилип,  америка вәкилиниң  әйиблишини « баштин-ахир йалиңач йалған вә миш-миш параң» деди.

биң американи хитайниң ички ишлириға арилишивелиш билән әйибләп, американиң башқа дөләтләргә немә қилиш керәкликини сөзләп йүрүшниң орниға, «өзиниң шәрмәндичилик билән толған кишилик һоқуқ хатириси» гә қариши керәкликини билдүрди.

биң: «америка кишилик һоқуқтин сийасий мәқсәттә пайдилиштин тохтиши керәк. африқа вә асийалиқларға қаритилған кәмситиш вә өчмәнлик вәқәлирини, һәтта давамлишиватқан вәһши җинайәтлирини түгитиш үчүн әмәлий тәдбир қоллинишини тәвсийә қилимән» дәп әйиблиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر