нигерийәдә йүз бәргән қораллиқ һуҗум нурғун кишиниң җениға замин болди

нигерийәниң кадуна өлкисидә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 13 киши җенидин айрилди.

1605065
нигерийәдә йүз бәргән қораллиқ һуҗум нурғун кишиниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: кадуна өлкилик дөләт бихәтәрлик вә ички ишлар комиссари самуел аруван, бу һәқтә елан қилған байанатида, кимлики техичә ениқлап чиқилалмиған қораллиқларниң, өлкиниң зангон қатаф, чикун вә қару районлириға һуҗум қилғанлиқини, һуҗумларда 13 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини, 7 кишиниң йариланғанлиқини, 56 өй билән 16 мотосиклитниң көйүп кәткәнликини, район аһалисиниң қорқуп кетип, өй – маканлирини тәрк әткәнликини уқтурди.

нигерийәдә йеқиндин буйан қораллиқ кишиләрниң мотосиклит арқилиқ һуҗум қилиши сәвәбидин, бәзи өлкиләрдә мотосиклитқа миниш чәкләнгәниди.

буниңдин икки күн бурунму қораллиқ кишиләрниң һуҗумида 19 киши өлтүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر