хитай тесла маркилиқ аптомобилларниң һәрбий муәссәсәләргә киришини чәклиди

хитай армийәси бихәтәрлик сәвәбидин америка ток аптомобил ишләпчиқарғучи тесла ширкитиниң тесла маркилиқ аптомобиллириниң һәрбий биналар вә туралғуларға киришини чәклиди.

1605102
хитай тесла маркилиқ аптомобилларниң һәрбий муәссәсәләргә киришини чәклиди

 

+ түркийә авази радийоси хәвири:Bloomberg ниң хәвәр қилишичә, хитай  қораллиқ қисимлири, тесланиң аптомобиллиридики камералардин һәрбий муәссәсәләрдин  «сәзгүр санлиқ мәлуматлар» ни топлаш еһтималлиқиниң барлиқидин әндишә қилип, тесла маркилиқ аптомобилларниң һәрбий муәссәсәләргә киришини чәклигән.

һәрбий даириләргә чүшүрүлгән буйруқта, «тесланиң аптомобиллиридики көп йөнилишлик камера вә ултра аваз долқунидики сензорларниң бәзи җайларни ашкарилиши мумкинлики вә һәрбий мәлуматларниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн бу аптомобилларниң һәрбий муәссәсәләргә киришиниң чәкләнгәнлики» қәйт қилинған, һәмдә тесла маркилиқ аптомобил саһиблириниң, машинисини һәрбий муәссәсәләрниң сиртида тохтитиш буйруқи чүшүрүлгән.

игилинишичә, тесла маркилиқ аптомобилларниң, машина тохтитиш вә толуқ аптоматик һәйдәш системисиға йардәмчи болуш үчүн, машина ичи - сиртида көп санда камераси бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر