йавропа иттипақи билән америка һусийларни әйиблиди

йавропа иттипақи билән америка қошма иштатлири һусийларниң сәуди әрәбистанға қаратқан һуҗумлирини әйиблиди.

1597673
йавропа иттипақи билән америка һусийларни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик ишлири сийасити алий вәкили җосеп борелниң ишханиси тәрипидин елан қилинған байанатта, йавропа иттипақиниң, һусийларниң сәуди әрәбистанға башқурулидиған бомба вә учқучисиз һава аппаратлири арқилиқ қилған һуҗумлирини әйибләйдиғанлиқи, һәмдә сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш күчлириниң  йәмәнниң пайтәхти санаға қилған һуҗумлирини әндишә ичидә көзитиватқанлиқи билдүрүлди.

пуқралар нишан қилинған һуҗумларни қобул қилишқа болмайдиғанлиқи әскәртилгән байанатта, йавропа иттипақиниң йәмәндики тоқушуватқан тәрәпләрни уруш тохтитишқа чақириқ қилғанлиқи, һәмдә хәлқара җәмийәтниң йәмәндики тоқунушқа хатимә бериш тиришчанлиқлириға бузғунчилиқ қилинмаслиқини тәләп қилғанлиқи әскәртилди.

америка қошма иштатлири ақсарай байанатчиси йен псакиму, һусийларниң сәуди әрәбистанға қаратқан һуҗумлирини көпәйтишидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «бу һуҗумлар интайин хәтәрлик болуп, қобул қилиш мумкин әмәс, дәрвәқә, бу һуҗумлар мәсум пуқралар вә райондики америкалиқларниңму һайатини хәвпкә дучар қилмақта.»

америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси җон кирбиему, һуҗумларни әйибләйдиғанлиқлирини әскәртип мундақ деди: «һусийларниң сәуди әрәбистанға даим дегүдәк һуҗум қилишидин қаттиқ әндишә қиливатимиз, бу, тинчлиқ мәсилисидә җиддий позитсийә тутидиған бир гуруппиниң қилидиған иши әмәстур.»

йәмәндики иран қоллаватқан һусийлар, сәуди әрәбистандики бир қисим сәзгүр нуқтиларға баллистик башқурулидиған бомбилар вә учқучисиз һава аппаратлири арқилиқ һуҗум қиливатқанлиқлирини билдүргәниди. сәуди әрәбистан болса, нефит тиранспорти җәһәттин дунйа бойичә әң чоң портлардин «рас танура порти» вә « Saudi Aramco »  муәссәсәлириниң һуҗумға учриғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر