америка венезуелалиқларниң вақитлиқ қоғдиниш салаһийтидин бәһримән болалайдиғанлиқини уқтурди

америка қошма иштатлири тәвәликидики тәхминән 320 миң венезуелалиқ көчмәнгә «вақитлиқ қоғдиниш салаһийити» беридиғанлиқини уқтурди.

1597542
америка венезуелалиқларниң вақитлиқ қоғдиниш салаһийтидин бәһримән болалайдиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт бихәтәрлик министирлиқи йазма байанат елан қилип: «министир алесандро майоркас венезуелани — 2022 - йили 9 - айғичә —  18 айлиқ вақитлиқ қоғдиниш салаһийитигә еришкән дөләтләр тизимликигә қошти» дегәнләрни қәйт қилди.

америка дөләт бихәтәрлик министирлиқиниң өлчәмлиригә чүшидиған, нөвәттә америкада йашаватқан венезуелалиқларниң бу салаһийәткә еришиш илтимаси сунса болидиғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта: «бу қарар венезуеладики кишиләрниң қайтип келишигә тосалғу болидиған пәвқуладдә вә вақитлиқ вәзийәтни арқа көрүнүш қилиду» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта: «венезуеладики кәң көләмлик ачарчилиқ вә озуқлуқ йетишмәслик кәлтүрүп чиқарған инсаний киризис, қанунсиз қораллиқ тәшкилатларниң күнсери күчийиватқан тәсири билән бесим вә вәйран болған ул әслиһә қатарлиқлар» ға ишарәт қилип өтүлди.

илгири сүрүлүшичә, нөвәттә америкада тәхминән 320 миң венезуелалиқ көчмән бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر