венезуела пирезидентиға русийәниң ковид-19 ваксиниси әмләнди

венезуела пирезиденти николас мадуроға русийәниң ковид-19 ваксиниси «спутник V» әмләнди.

1596574
венезуела пирезидентиға русийәниң ковид-19 ваксиниси әмләнди

 

түркийә авази радийоси хәвири: венезуела пирезиденти николас мадуро тивиттер һесабида ковид-19 ваксиниси билән әмләнгән видеосини һәмбәһирлиди.

мадуро  һәмбәһирлигән учуриға «мушу пәйтни ортақлишиватимән,  маңа «спутник V» ниң тунҗи миқдари әмләнди. бу ваксина билән нурғун сәһийә хадимлирини әмлидуқ, барлиқ хәлқимизни қоғдаш үчүн башқа вакшиналарниму қошумчә қилған һалда тәййарлиқ қиливатимиз» дегән сөзлирини илавә қилди.

мадуро «спутник V» ваксинисиниң иккинчи түркүминиңму дөләткә йетип кәлгәнликини билдүрүп, ембарголар вә тосалғуларға қаримастин, хәлқниң һайатини қоғдаш үчүн интайин әстайидиллиқ билән күрәш қиливатқанлиқини ейтти.

венезуелада вирус билән қаза қилғанларниң омумий сани 1400 гә вә йуқумланғанларниң һазирқи сани 142 гә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر