виладимир путин иран рәһбири әли һаманий йоллиған учурға җаваб қайтурди

русийә президенти виладимир путинниң иран рәһбири әли һаманий йоллиған учурға җаваб қайтурғанлиқи билдүрүлди.

1596510
виладимир путин иран рәһбири әли һаманий йоллиған учурға җаваб қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: иран рәсмий хәвә агентлиқи «IRNA» ниң хәвиригә асасланғанда, русийәниң теһранда турушлуқ баш әлчиси леван җагарйан русийә пирезиденти виладимир путинниң учурини иран рәһбири әли һаманийниң хәлқара мунасивәт мәслиһәтчиси әли әкбәр вилайитиға тапшурған.

иран парламенти башлиқи муһәммәд бакир калибаф 8-февралдики москва зийарити җәрйанида һаманийниң путинға йоллиған учурини русийә парламентиниң төвән қанити думаниң башлиқи вийачеслав володинға йәткүзгән иди.

муһәммәд бакир калибаф москва айродорумда иран мухбирлириға бәргән байанатида, икки дөләт оттурисидики истратегийәлик мунасивәт даирисидә, һаманийдин русийә һөкүмитигә муһим учур елип кәлгәнликини ейтқан иди.


خەتكۈچ: #иран , #русийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر