җо байдинниң 1 тирилйон 900 милйард долларлиқ иқтисадий йардәм  лайиһәси қобул қилинди

америка пирезиденти җо байдин ковид-19 йуқуминиң тәсирини төвәнлитиш үчүн тәләп қилған 1 тирилйон 900 милйард долларлиқ иқтисадий йардәм  лайиһәси кеңәш палатасида қобул қилинди.

1596527
җо байдинниң 1 тирилйон 900 милйард долларлиқ иқтисадий йардәм  лайиһәси қобул қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: бу қанун лайиһәси палатаси омумий кеңишидә түнүгүн кәчкичә давамлашқан музакириләрдин кейин 49 ға қарши 50 аваз билән қобул қилинди.

буниңдин илгири бу қанун лайиһисигә «мурәссә қилиш» намлиқ қануний бир орунлаштурушниң һәрикәткә селиниши арқилиқ йол ечилған болуп, җумһурийәтчиләр партийәсиниң қоллишиға еһтийаҗсиз һалда кеңәш палатаси тәрипидин тәстиқланған болди.

қанун лайиһәсиниң кеңәш палатасида авазаға қойулиши үчүн өткүзүлгән йиғин 11 саәт 50 минут давамлишиш биләнму рекорт йаратти.

қанун лайиһәси йеңи қошулған бәлгилимиләр сәвәбидин авам палатасиға қайта йоллинидиған болди. әгәр авам палатасидиму қобул қилинса, байденниң имзасиға сунилиду.

байден һөкүмити ковид -19 ниң иқтисадий тәсиригә қарши тәййарлиған әң чоң йүрүшлүк пилан дәп баһаланған бу қанун лайиһәси һәр бир адәмгә 1400 доллар нәқ пул йардәм бериштин башқа йәнә, һәр қайси иштатлар вә йәрлик һөкүмәтләрниму 350 милйард долларлиқ йардәм билән тәминләйду.

илгири һәптилик 400 доллар қилип бекитилгән ишсизлиқ маишиниң музакириләрдин кейин 300 доллар болуши вә муддити 6-сентәбиргичә узартилиши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر