папаниң ирақ зийарити давамлашмақта

католикларниң диний даһийси рим папаси фрәнсисниң ирақ зийарити ибраһим әләйһиссаламниң туғулған йурти икәнликигә ишинилидиған зиқар (насирийә) вилайитиниң ур шәһиридә давамлашмақта.

1596243
папаниң ирақ зийарити давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: ур шәһиридә папани, мусулман вә хиристийан алимлар қарши алди.  папаниң дөләтниң җәнубидики қәдимки ур шәһиридә һәҗ мурасими өткүзүши күтүлмәктә.

папа фрәнсис, ур шәһиригә өтүштин бурун, нәҗәфтә шиәләрниң әң алий диний рәһбири әли әссистани билән көрүшкән, көрүшүш, систаниниң өйидә ишқа ашурулғаниди.

папа фрәнсис, түнүгүн ирақниң пайтәхти бағдадта ирақ баш министири мустафа әлқазими вә ирақ пирезиденти бәрһәм салиһ билән көрүшкән, һәмдә бағдадта «сәййидәтун нәҗад черкави» ниму зийарәт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر