папа ирақта систани билән көрүшти

католикларниң диний даһийси рим папаси фрәнсис ирақ зийарити даирисидә шиәләрниң әң алий диний рәһбири әли әссистани билән көрүшти.

1596158
папа ирақта систани билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ агентлиқиниң хәвәр қилишичә, папа фрәнсис олтурған аптомобил әтрити нәҗәф айродурумидин систаниниң өйигә йетип барған, андин систаниниң өйидә икки рәһбәрниң сөһбити башланған.

папа фрәнсис түнүгүн ирақниң пайтәхти бағдадта ирақ баш министири мустафа әлқазими вә ирақ пирезиденти бәрһәм салиһ билән көрүшкән, һәмдә бағдадта «сәййидәтун нәҗад черкави» ниму зийарәт қилғаниди.

хәвәрдә дейилишичә, папаниң нәҗәфтин кейин, насирийәдики  қәдимки «ур шәһири» ни зийарәт қилиши күтүлмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر