BBC  кәчүрүм сориди

әнглийә ахбарат оргини  BBC өзини америка қошма иштатлириниң нийу җерсий иштатиниң кеңәш палата әзаси корий букер дәп тонуштурған бири билән сөһбәт өткүзгәнлики мунасивити билән кәчүрүм сориди.

1596297
BBC  кәчүрүм сориди

түркийә авази радийоси хәвири: « Newshour» исимлик радийо пирограммисини аңлиған бир америкалиқ, әһвалниң ундақ әмәсликини чүшинип йәткәндин кейин, вәқәни аммиви таратқуда паш қилди. шуниң билән, BBC билән сөһбәт өткүзүп,  өзини америка қошма иштатлириниң нийу җерсий иштатиниң кеңәш палата әзаси корий букер, дәп тонуштурған кишиниң  тәқлидчилик қилғанлиқи оттуриға чиқти.

BBC зийаритини қобул қилип, сөһбәт өткүзгән кишиниң корий букер әмәсликини етирап қилди, арқидинла тор бетидә байанат елан қилип, хәвәргә түзитиш киргүзди вә кәчүрүм сориди.

түзитиш киргүзүлгән хәвәрдә, сөһбәтниң «қәстән ойналған бир ойун» икәнлики, вәқәниң тәкшүрүлидиғанлиқи оттуриға қойулди.

америкалиқ кеңәш палата әзаси корий букер болса, бу мәсилә тоғрисида һечқандақ байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر