идлибқа 282 миңдин артуқ киши қайтқан

сүрийәдә идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш районида, түркийә билән русийә оттурисида 2020-йили 5-март имзалинип, бир күндин кейин иҗра қилинған уруш тохтитишқа бир йил болған бу күнләрдә 282 миң 544 киши өйлиригә қайтти.

1595918
идлибқа 282 миңдин артуқ киши қайтқан

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәдә көч мәлуматлириға мунасивәтлик хизмәтләргә мәсул сүрийә мудахилә кординаторлуқиниң мудири муһәммәд һаллаҗ идлибқа қайтқан пуқралар сани тоғрисида байанат елан қилди.

у уруш тохтитиш келишимидин кейин, бәшшар әсәд һакимийити вә униң қоллиғучилириниң һәрбий һәрикәтни тохтитиши билән, пуқраларниң өзи йашиған районларға қайтқанлиқини билдүрүп: «уруш тохтитилғандин кейинки бир йил ичидә тәхминә 56 миң 308 аилидин тәркип тапқан 282 миң 544 пуқра, идлиб вә һәләб әтрапидики туралғулириға қайтти» деди.

у өйлиригә қайтқанларниң һазирғичә иҗтимаий тәшкилатларниң йардәмлиригә көп еһтийаҗлиқ икәнликини әскәртип, пуқралар қайтқан җайларда партлимиған бомбиларға диққәт қилиши керәклики тоғрисида агаһландурди.

у уруш тохтитиш давамлашқан әһвалда техиму көп пуқраниң йуртиға қайтидиғанлиқини тәхмин қиливатқанлиқлирини билдүрүп, өйлири бәшшар әсәд һакимийити қуруқлуқтин илгириләп қолға киргүзүвалған районларда қалған пуқраларниң қайтишиниң мумкин әмәсликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر