ливийәдә йеңи һөкүмәт тизимлики тобрук вә тириполидики парламентқа сунулди

ливийә дөләтлик бирләшмә һөкүмитиниң баш министири абдулһамид дибәйбә йеңи һөкүмәт тизимликини 8-мартта (2021) сиртәдә топлиниши пилан қилинған бөлүнүп туруватқан тобрук вә тириполидики парламент әзалири тәшкиллигән парламентқа сунди.

1595664
ливийәдә йеңи һөкүмәт тизимлики тобрук вә тириполидики парламентқа сунулди

түркийә авази радийоси хәвири: баш министирлиқ ахбарат ишханиси йеңи һөкүмәт тизимликиниң тобрук вә тириполидики парламентқа сунулғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, баш министир дибәйбәниң мәзкур қәдәмни ливийә сийасий келишимидә бекитилгән пилан рамкисида басқанлиқи қәйт қилинди.

баш министир дибәйбәниң байанатчиси муһәммәд мәһмут баш минстир дибәйбәниң кабент тизимликини тобруктики акилә салиһ башчилиқидики парламентқа сунғанлиқини билдүрди.

бөлүнгән һалдики тобрук вә тириполидики барлиқ парламент әзалириниң 8-мартта сиртә шәһиридә акилә салиһ башчилиқида топлиниши пилан қилинмақта.

бирақ, тириполидики парламент әзалириниң көпинчисиниң бихәтәрлик әндишәлири түпәйлидин сиртәгә бармайдиғанлиқи, бәлки видео конферанси шәклидә ишәнч авази ташлашқа қатнишидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.

ливийәдики киризисни сийасий йол билән һәл қилиш үчүн 5-феврал (2021) б д т башчилиқида җәнвәдә ечилған ливийә сийасий дийалог мунбири әзалириниң беләт ташлиши билән, 2021-йили 24-декабир өткүзүлүши қарар қилинған сайламғичә дөләтни башқуридиған вақитлиқ һөкүмәтниң пирезидентлиқ кеңишиниң рәисликигә муһәммәд мәнфи, баш министирлиқ вәзиписигә абдулһамид дибәйбә сайланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر