америка дөләт мәҗлисигә қораллиқ һуҗум қилиш пилани ашкариланди

америка дөләт мәҗлисигә қайта һуҗум қилиш хәвпи сәвәбидин бихәтәрлик тәдбирлири йуқири пәллигә чиқирилди.

1594887
америка дөләт мәҗлисигә қораллиқ һуҗум қилиш пилани ашкариланди

 

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мәҗлиси сақчи идариси бүгүн кимлики ениқланған қораллиқ унсурлар гурупписниң дөләт мәҗлисигә һуҗум қилиш пилани тоғрисида истихбаратқа еришкәнлики үчүн бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткәнликини елан қилди.

америкада 6 – йанварда дөләт мәҗлисигә бесип кериш вәқәси йүз бәргән болуп, 1933-йилидин буйан давамлишип келиватқан вә пирезидентлар қәсәм бериш мурасими билән вәзипигә олтуридиған 4 – март күнидә, сабиқ перезидент доналд трампниң қайта һакимийәт бешиға келидиғанлиқиға даир учурларни ашқун солчил суйиқәст гуруппиларниң һәмбәһирләватқанлиқи билдүрүлди.

бу йазмилар, дөләтниң бихәтәрлик даирилиридә «иккинчи қетимлиқ дөләт мәҗлисигә һуҗум қилиш вәқәси йүз бериши мумкинму?» дегән әндишә йаратти. шуңа қурултай вә униң әтрапида бихәтәрлик тәдбирлири күчәйтилди.

америка дөләт мәҗлиси сақчи идариси тәрипидин елан қилған йазма байанатта, палата вә әзалириға қаритилған барлиқ тәһдитләргә тақабил турушқа тәййар икәнлики тәкитлинип, «4 – мартта кимлики ениқланған қораллиқ унсурлар гуруппсиниң дөләт мәҗлисигә һуҗум қилиш пилани тоғрисида истихбарат тапшурувалдуқ. дөләт мәҗлиси, хәлқ вә сақчилиримизниң қоғдилишиға капаләтлик қилиш үчүн физикилиқ қурулма қуруш вә қоғдиғучиларни көпәйтиш қатарлиқ бихәтәрлик тәдбирлирини йеңилидуқ» деди.

байанатта, йәрлик, иштат вә федератсийә тәкшүрүш органлири билән һәмкарлашқанлиқи билдүрүлүп, «истихбаратқа әстайидил муамилә қилмақтимиз, бу истихбаратниң сәзгүр тәпсилати сәвәбидин һазирчә башқа учурларни ортақлишалшмаймиз» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر