хитайниң америка билән болған мунасивити: 21-әсирдики әң чоң гео политикилиқ имтиһан

ташқи ишлар министири блинкен ташқи сийасәттә әһмийәт беридиған нуқтилар үстидә тохталғанда, демократийә намида башқа дөләтләргә һәрбий җәһәттин арилашмайдиғанлиқлирини, диктатор түзүмләрни һәрбий күч билән ағдурушқа урунмайдиғанлиқлирини ейтти.

1594970
хитайниң америка билән болған мунасивити: 21-әсирдики әң чоң гео политикилиқ имтиһан

түркийә авази радийоси хәвири: блинкен америка ташқи ишлар министирлиқида қилған сөзидә, америка пирезиденти җон байдин һөкүмитиниң ташқи сийасәттә алдин әһмийәт беридиған нуқтилирини елан қилди.

буларниң ичидә биринчисиниң вухән вируси (Kovid-19) ға қарши туруш вә дунйа сәһийә бихәтәрлики икәнликини билдүрүп, йәр шари иқтисадиниң турғунлуқини әксигә өзгәртишниң, демократийәни қайтидин улуғлашниң муһим ишларниң бири икәнликини әскәртти.

у пүткүл дунйада демократийәни илгири сүридиғанлиқлирини билдүрүп: «демократийәни чиқими йуқири һәрбий арилишиш йаки диктатор түзүмләрни зорлуқ күч билән ағдуруш һәрикәтлири билән улуғлашқа тиришмаймиз. бурун бу тактикилардин пайдиландуқ. бирақ, нийәт йахши болған билән мувәппәқийәтлик болмиди. демократийәни улуғлашқа начар мәнә қошти. булар америка хәлқигә болған ишәнчни зийанға учратти. биз ишларни охшимиған усулда қилимиз» деди.

пирезидент байдинниң һәрбий күч орниға дипломатийәгә әһмийәт беридиғанлиқини әскәрткән блинкен, американиң урушлардин еғир савақ алғанлиқини вә америка хәлқиниң узун давамлашқан һәрбий арилишишлардин һарғанлиқини билдүрди.

у болупму, афғанистан вә оттура шәрқтики һәрбий арилишишлардин кейин, узун муддәтлик тинчлиқ бәрпа қилишта, һәрбий күчниң чәклик рол ойнайдиғанлиқини көргәнликлирини билдүрүп: «келәчәктә һәрбий күч ишлитишкә мәҗбур қалған вақтимизда, мәқсәт вә вәзипилиримиз очуқ һәмдә қолға чиққидәк әһвалда болса, мәниви қиммәт қарашлиримиз, қанунлиримиз асасида, изчил вә америка хәлқиниң рухсити билән қилимиз, шундақла буни дипломатийә билән биллә қилимиз» деди.

у американиң хитайға қарши күришиниму муһим алдинқи орунда туридиған нуқтилар қатарида саниди. у хитайниң америка билән болған мунасивитини «21-әсирдики әң чоң гео политикилиқ имтиһани» дәп атиди.

у американиң дунйада русийәдин иранғичә, бирмадин ефийопийәгичә нурғун хирисларға дуч кәлгәнликини билдүрүп: «хитайниң хириси һечқайсиға охшимайду» деди.

у американиң хитай билән болған мунасивитиниң зөрүр тепилғанда риқабәтлишидиғанлиқини, зөрүр тепилғанда һәмкарлиқни асас қилидиғанлиқини, йәнә зөрүр тепилғанда дүшмәнлик болидиғанлиқини байан қилди. у мундақ деди:

«хитай муқим вә очуқ хәлқаралиқ түзүмгә вә дунйани бизниң арзуйимизға лайиқ қилған қаидә-пиринсиплар, мәниви қиммәтләр вә мунасивәтләргә, иқтисадий, дипломатийә, һәрбий вә техника җәһәттин чоң хирис қилалайдиған бирдинбир дөләт.»

у килимат өзгиришигә тақабил туруш вә йеңидин гүллиниватқан техникиларни тәрәққий қилдурушму, америка ташқи сийаситиниң муһим нуқтиси икәнликини алаһидә тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر