дунйа сәһийә тәшкилати: йуқумлиниш оттура вә шәрқий йавропада қайтидин еғирлишишқа башлиди

дунйа сәһийә тәшкилати вухән вируси (ковид – 19) ниң оттура вә шәрқий йавропада қайтидин көпийишкә башлиғанлиқини уқтурди.

1595064
дунйа сәһийә тәшкилати: йуқумлиниш оттура вә шәрқий йавропада қайтидин еғирлишишқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати йавропа тармиқи мудири др. хәнс клуг бу һәқтә байанат елан қилип, йуқумланғучилар саниниң бир қисим ғәрбий йавропа дөләтлиридиму қайтидин көпийишкә башлиғанлиқини билдүрди.

дохтурхана вә сақлиқ сақлаш хадимлириниң үстидики йүкниң йавропадики қошна дөләтләрниң теббий һәмкарлиқи сайисида йәңгиллитилгәнликини билдүргән дунйа сәһийә тәшкилати әмәлдари: «шундақтиму, йуқум билән өткән бир йилдин көпрәк вақит өткәндин кейинму сағламлиқ системимиз бу әһвалда болмаслиқи керәк» деди.

өткән йили хитайниң вухән шәһиридә оттуриға чиққан ковид -19 вирусида һазирға қәдәр дунйа миқйасида қаза қилғанларниң сани 2 милйон 500 миңдин ешип кәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر