диний алим мәвләви фәйиз муһәммәд файиз кабулда суйиқәст билән өлтүрүлди

афғанистанда йеқинқи 4 айдин буйан чоң шәһәрләрдә суйиқәст билән өлтүрүш долқуни әвҗигә чиқти.

1594447
диний алим мәвләви фәйиз муһәммәд файиз кабулда суйиқәст билән өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанниң пайтәхти кабулда диний алим мәвләви фәйиз муһәммәд файиз қораллиқ һуҗумда өлтүрүлди.

кабул сақчи идариси байанатчиси фирдәвс фарамарз мәтбуатқа бәргән байанатида, қундуз вилайәтлик алимлар кеңишиниң сабиқ рәиси мәвләви фәйиз муһәммәд файизниң кабулниң сарак җакшан районида намәлум кишиләрниң сийиқәстигә учриғанлиқини ейтти.

фирдәвс фарамарз һуҗум нәтиҗисидә мәвләви файизниң қаза қилғанлиқини, һуҗумчиларниң вәқәдин кейин райондин қечип кәткәнликини билдүрди.

афғанистанда йеқинқи 4 ай ичидә, болупму чоң шәһәрләрдә әвҗигә чиққан қәстләп өлтүрүш долқуни давамлашмақта. журналистлар, паалийәтчиләр, диний өлималар, мәмурлар вә бихәтәрлик қисимлири бу қәстләп өлтүрүш долқуниниң һуҗум нишани қилинмақта.

түнүгүн кәчтә, дөләтниң шәрқидики нангарһар еиләйитидә «Enikas» телевизийә қанилида ишләйдиған 3 айал хизмәтчи қораллиқ һуҗумда қаза қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر