бирма һәрбий соти сабиқ пирезидентни асасий қанунға хилаплиқ қилиш билән әйиблиди

бирмада һәрбий өзгириш вә хәлқ тәрипидин сайланған һөкүмәт мәсуллириниң тутқун қилинишиға қарши намайиш қилғанларға хәвпсизлик күчлириниң раст оқ етиши сәвәбидин алтә киши җенидин айрилди.

1594481
бирма һәрбий соти сабиқ пирезидентни асасий қанунға хилаплиқ қилиш билән әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: бирма нав (Now) хәвәрләр тори намайишқа қатнашқан сәһийә хадимлириниң мәлуматлириға асасән, миңларчә киши һәрбий өзгиришкә наразилиқ билдүрүш үчүн йиғилған мандалайда, хәвпсизлик күчлириниң раст оқ вә йаш аққузуш бомбиси етип, намайишчиларни бастурғанлиқини елан қилди.

бирма сәһийә хадимлири намайишчиларға қаритип оқ чиқирилиши нәтиҗисидә алтә кишиниң җенидин айрилғанлиқини, онларчә кишиниң йариланғанлиқини вә бәзи йариланғанларниң әһвалиниң хәтәрлик икәнликини билдүрди.

намайишчи гуруппилар өлүм саниниң ешишидин әндишә қиливатқанлиқлирини әскәртти.

җенидин айрилғанлар арисидики 19 йашлиқ намайишчи қизниң таратқуларда тарқитилған фотографлири наразилиқларниң қозғилишиға сәвәб болди. намайишчиларниң таратқуларда тарқатқан видеолирида, хәвпсизлик күчлириниң бәзи җәсәтләрни һәрбий аптомобилларға тошуватқанлиқи көрүниду.

йангон шәһиридики мәйданларға топланған нурғун намайишчи, хәвпсизлик күчлириниң мувазинәтсиз күч ишлитишини әйибләп, тутқун қилинған хәлқ тәрипидин сайланған һөкүмәт әзалириниң қойуп берилишини тәләп қилди.

бирма һәрбий соти 2021-йили 1-феврал әтигәндә тутқун қилинған сабиқ пирезидент вин мйинт (Win Myint) ни икки айрим «асасий қанунға хилаплиқ қилиш» җинайити билән әйиблиди. әгәр бу җинайәтләр тәстиқланса вин мйинтниң үч йилғичә қамақ җазасиға һөкүм қилинишиниң мумкинлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر