исраилийә һәрбий сот мәһкимиси пәләстинлик сабиқ парламент әзасини қамақ җазасиға һөкүм қилди

исраилийә һәрбий сот мәһкимиси ишғалийәт астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики пәләстин хәлқ азадлиқ фиронтиниң рәһбири халидә җәррарни 2 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди.

1593439
исраилийә һәрбий сот мәһкимиси пәләстинлик сабиқ парламент әзасини қамақ җазасиға һөкүм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин кишилик һоқуқ тәшкилати замирниң ахбарат васитилири байанатчиси һиба һамаршәниң билдүрүшичә, рамаллаһниң ғәрбидики исраилийә офер һәрбий сот мәһкимиси, халидә җәррарни 2 йиллиқ қамақ җазасиға вә 4000 шекел (тәхминән 1200 доллар) җәриманә төләшкә һөкүм қилған.

 2019 – йили, 31 – өктәбир күни, исраилийә әскәрлири халидә җәррарниң ишғал астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики өйигә бастуруп кирип, уни тутуп кәткәниди.

у, 2019 – йили, 28 – феврал күни, тәхминән 20 айлиқ тутқунлуқтин кейин, исраилийә даирилири тәрипидин қойуп берилгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر