америка һусийларни һуҗумлирини тохтитишқа чақирди

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен иран қоллаватқан һусийларни сәуди әрәбистанға қаратқан башқурулидиған бомба һуҗумлирини вә йәмән ичидики һуҗумлирини тохтитишқа чақирди.

1593216
америка һусийларни һуҗумлирини тохтитишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: блинкен, бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин чақирилған «йәмән үчүн хәлқаралиқ инсанпәрвәрлик йардәм топлаш» темилиқ тор йиғинида қилған сөзидә, сәуди әрәбистан вә йәмән һөкүмитиниң уруш тохтитиш вә урушқа хатимә беришни халайдиғанлиқи вә бу һәқтики ирадисиниң қәтийликини тәкитләп мундақ деди: «һусийларни урушни узартиватқан чегра һалқиған һуҗумлири вә һәрбий атакалирини тохтитишқа чақиримиз. бирләшкән дөләтләр тәшкилати мурәссәчилик қиливатқан басқучни вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати йәмән алаһидә вәкили мартин гриффтишниң уруш тохтитиш, инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини йәмән хәлқигә йәткүзүп бериш вә тинчлиқ сөһбәтлирини қайтидин башлаш йолида көрситиватқан тиришчанлиқини қоллаймиз.»

барлиқ тәрәпләрниң пуқраларға қаритилған һуҗумларни тохтитиши лазимлиқини әскәрткән блинкен, һусийларни болупму йәмәнниң мәғриб вилайитигә қаратқан һуҗумлирини тохтитишқа чақирди.

шиветсарийә билән шивейтсийә тәрипидин уйушурулған, йәмән үчүн 4 милйард долларға йеқин инсанпәрвәрлик йардәм топлиниши нишан қилинған йиғинда, блинкен, америка қошма иштатлириниң 191 милйон долларлиқ инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири йардәм қилидиғанлиқини ейтти.

америка қошма иштатлири, инсанпәрвәрлик йардәм буйумлириниң йәмәнгә йәткүзүлүши үчүн һусийларни 12 – йанвар күни «террорлуқ тәшкилатлири тизимлики» дин чиқиривәткәниди.

һусийлар болса, шу вақиттин тартип һазирғичә сәуди әрәбистанға көп қетим һуҗум қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر