трамп рәпиқиси билән ақсарайдин айрилиштин бурун ваксина әмләткүзгән

америка қошма иштатлири сабиқ пирезиденти доналд трамп вә рәпиқиси меланиа трампниң ақсарайдин айрилиштин бурун ваксина әмләткүзгәнлики илгири сүрүлди.

1593310
трамп рәпиқиси билән ақсарайдин айрилиштин бурун ваксина әмләткүзгән

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизи америка қошма иштатлирида турушлуқ «‹ Axios› хәвәрләр тори» ниң трампниң мәслиһәтчилирини мәнбә көрситип хәвәр қилишичә, доналд трамп билән рәпиқиси меланиа трамп, ақсарайдин айрилиштин бурун, «ковид – 19» йуқумиға қарши ваксина әмләткүзгән.

доналд трамп билән рәпиқиси меланиа трамп тәрипидин болса, бу һәқтә техичә һечқандақ байанат елан қилинмиди.

2020-йили, өктәбирдә «ковид – 19» вируси билән йуқумланғандин кейин сақайған трамп, өзиниң иммунитетланғанлиқини вә  ваксина әмләткүзмәйдиғанлиқини ейтқаниди.

2020-йили, 3 – нойабир күни өткүзүлгән сайламда уттуруп қойған трампниң вәзипә өтәш муддити 20 – йанвар күни тошқачқа, униң орниға җо байдин вәзипигә олтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر