байдин обрадор билән телефонлашти

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин, вашингтонниң мексикаға җәнубий чеградики һәрқандақ бир дөләт әмәс, өзи билән тәңдаш бир дөләт дегән көз билән қарайдиғанлиқини билдүрди.

1593174
байдин обрадор билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент җо байдин  билән мексика пирезиденти андрес мануел лопез обрадорниң син көрүнүшлүк телефон сөһбитидә, икки дөләт мунасивити вә ортақ көңүл бөлидиған мәсилиләр музакирә қилди.

җо байдин мексика билән болған мунасивәтниң муһимлиқиға ишарәт қилип: «биз мексикаға җәнубий чеградики һәрқандақ бир дөләт әмәс, бәлки өзимиз билән тәңдаш бир дөләт дегән көз билән қараймиз, силәр  биз билән тәңпуң орунда турусиләр, силәрниң қилған ишлириңлар ғәрбий йерим шарниң көрүнүшигә көрүнәрлик тәсир көрситиду» деди.

байдин өзиниң муавин пирезидентлиқи мәзгилидә елип барған 16 қетимлиқ латин америкаси зийаритиниң төтини миксикаға қаратқанлиқини байан қилип, өзиниң бу дөләтниң хәлқи вә қурулмиси һәққидә мәлуматқа игә икәнликини қәйт қилди.

у сөзини давамлаштуруп: «америка билән мексика биллә турғанда техиму күчлүк болиду, биз бир - биримизгә нисбәтән мукәммәл қошнилардин әмәс идуқ, әмма һәмкарлашсақ техиму бихәтәр болимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر