залмай халилзад афғанистан рәһбәрлири вә талибан вәкиллири билән көрүшиду

американиң афғанистан алаһидә вәкили залмай халилзадниң афғанистан билән қатарни зийарәт қилип, талибан вәкиллири вә афғанистан рәһбәрлири билән көрүшидиғанлиқи билдүрүлди.

1592483
залмай халилзад афғанистан рәһбәрлири вә талибан вәкиллири билән көрүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: американиң афғанистан алаһидә вәкили залмай халилзад афғанистан билән қатарни зийарәт қилип,  талибан вәкиллири вә афғанистанниң рәһбәрлири билән көрүшиду.

америка ташқи ишлар министирлиқи залмай халилзад һәйитиниң кабул вә доһа зийаритиниң вақтиға мунасивәтлик һечқандақ мәлуматни ашкарилимиди.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида: «алаһидә вәкил узун муддәтлик уруш тохтитиш вә кәң даирилик тинчлиқ үчүн афғанистан рәһбәрлири, талибан вәкиллири вә башқа мунасивәтлик дөләтләр билән көрүшүшни давамлаштуриду» дейилди.

америка билән талибан оттурисида 2020-йили 29-феврал доһада «афғанистанға тинчлиқ әкилиш» келишими имзалиған иди. америка йеңи һөкүмити афғанистандики зораванлиқларға қарита афғанистандики америка әскәрлириниң һәммисиниң пүтүнләй чекнмәслики мумкинликидин бешарәт бәргән иди.

афғанистандики зораванлиқларни тохтитиш мәқситидә қатар пайтәхти доһада 2021-йили 6-йанвар башланған вә 26-йанвар талибан һәйитиниң райондики дөләтләрни зийарәт қилиши билән вақитлиқ тохтитилған «афғанистанлиқлар ара музакирәләр» ниң иккинчи басқучи 22-феврал қайта башланған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر