қатар  сәуди әрәбистанниң бихәтәрлики вә муқимлиқини қоллайдиғанлиқини елан қилди

йәмәндә йеқинқи күнләрдин буйан иранниң қоллиши аситидики хусийларниң һуҗумлири әвҗ алғандин кейин, қатар  сәуди әрәбистанниң бихәтәрлики вә муқимлиқини қоллайдиғанлиқини елан қилди.

1592582
қатар  сәуди әрәбистанниң бихәтәрлики вә муқимлиқини қоллайдиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: қатар әмирлик кеңишиниң йазма байанатиға асасланғанда, қатар әмири шәйх тәмим бин һамид әл сани вә сәуди әрәбистан тәхт вариси муһәммәд бин сәлман билән телефонда көрүшкән.

шәйх тәмим телефон сөһбитидә, өз дөлитиниң сәуди әрәбистанниң игилик һоқуқи, бихәтәрлики вә муқимлиқини қоллайдиғанлиқини, сәуди әрәбистанниң муқимлиқиниң қатар вә парс қолтуқи һәмкарлиқ кеңишиға  әза дөләтлләрниң  муқимлиқиниң айрилмас бир қисми икәнликини билдүргән.

сөһбәттә район характерлиқ  вә хәлқаралиқ вәзийәтләрни музакирә қилған бин салман билән шәйх тәмим парс қолтуқи дөләтлириниң ортақ һәрикитини қоллаш җәһәттә пикир бирлики һасил қилған.

қатар ташқи ишлар министирлиқиму буниңдин илгирики йазма байанатида, хусийларниң сәуди әрәбистанға қилған баллистик башқурулидиған бомба вә учқучисиз айропилан һуҗумлирини қаттиқ әйиблигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر