хитай американи хоңкоң мәсилисигә арилишишни тохтитишқа чақирди

хитай американи хоңкоң мәсилисигә вә хитайниң ички ишлириға арилишишни тохтитишқа чақирди.

1593022
хитай американи хоңкоң мәсилисигә арилишишни тохтитишқа чақирди
hong kong.JPG
cin hong kong.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси ваң венбин пайтәхт бейҗиңда өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, америка ташқи ишлар министири антоний блинкенниң хоңкоңда 47 нәпәр өктичиниң қолға елинишини вә сотлинишини әйиблигәнлики үстидә тохталди.

ваң венбин хоңкоң һөкүмитиниң қанунниң тәқәззаси бойичә иш тутқанлиқини вә буниң хоңкоңниң бихәтәрлики вә муқимлиқини күчәйтидиғанлиқини тәкитләп: «американи пакитқа, қанунниң үстүнлүкигә һөрмәт қилишқа шундақла хоңкоң мәсилисигә вә хитайниң ички ишлириға арилишишни тохтитишқа чақириқ қилимиз» деди.

түнүгүн хоңкоңда 47 нәпәр өктичи «һөкүмәтни ағдурушни пиланлаш» билән әйиблинип қолға елинған иди.

хоңкоңда қолға елинған паалийәтчиләр бүгүн ғәрбий ковлун районидики бир сот мәһкимисидә «дөләт бихәтәрлик қануниға хилаплиқ қилди» дегән баһанә билән  сот қилинған иди.

нурғун өктичи гуруппилар сотниң алдида йиғилип наразилиқ намайиши өткүзгән вә қолға елинған паалийәтчиләрни қоллайдиғанлиқлирини билдүрүшкән иди.

әнглийә, америка, канада вә бир қисим йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң дипломатик вәкиллириму намайишчиларға һәмраһ болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر