нйуйорк валийси андрев кумо йәнә бир қетим шәһванийәтчилик билән әйибләнди

америкада нйуйорк валийси андрев кумо алдинқи сабиқ мәслиһәтчисидин кейин йәнә бир сабиқ мәслиһәтчиси тәрипидинму җинсий паракәндичилик селиш билән әйибләнди.

1592159
нйуйорк валийси андрев кумо йәнә бир қетим шәһванийәтчилик билән әйибләнди

түркийә авази радийоси хәвири: нйуйорк вақит гезитиниң зийаритини қобул қилған сабиқ мәслиһәтчилиридин 25 йашлиқ чарлот беннет өткән йили әтийазда андрев кумониң униңдин бәзи җинсий соалларни сориғанлиқини илгири сүрди.

беннет валийниң униңдин романтик мунасивәттә йашниң муһим йаки әмәсликини сориғанлиқини вә өзиниң 20 йаш әтрапидики айаллар билән җинсий мунасивәттә болушқа очуқ икәнликини ейтқанлиқини билдүрди.

валий андрев кумо бу һәқтә байанат елан қилип, униң сөзлириниң мәқситидин ашурулуп, хата изаһланғанлиқини оттуриға қойди.

нйуйорк валийси андрев кумониң сабиқ мәслиһәтчиси линдсей бойланму «Medium» намлиқ тор бәттә, елан қилинған мақалисида, валийниң 2018-йили ишханисида униңға ғәйрий мунасип позитсийәдә болғанлиқини илгири сүргән вә валий андрев кумо болса, буларни рәт қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر