хоңкоңда әтә 47 нәпәр паалийәтчи сотлиниду

хоңкоңда әтә (2021-йили 2-март) «һөкүмәтни ағдуруп ташлаш үчүн пилан түзүш» билән әйибләнгән 47 нәпәр паалийәтчи  сотлиниду.

1592214
хоңкоңда әтә 47 нәпәр паалийәтчи сотлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң хоңкоң алаһидә мәмурий районида сақчилар 47 нәпәр паалийәтчини «һөкүмәтни ағдуруп ташлаш үчүн пилан түзгән»  дегән баһанә билән қолға алди.

мәзкур паалийәтчиләрниң әтә сотқа чиқирилидиғанлиқи елан қилинди.

23 йаштин 64 йашқичә болған  паалийәтчиләр йанварда тутқун қилинған вә кейин қойуп берилгән иди.


خەتكۈچ: #хитай , #хоңкоң

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر