гантиз: оман қолтуқидики партлашниң арқисида иранниң қоли болуши мумкин

исраилийә өзлиригә тәвә бир парахотниң оман қолтуқидин өтүш җәрйанида йүз бәргән партлашниң арқисида иранниң қоли болуши мумкинликини илгири сүрди.

1592166
гантиз: оман қолтуқидики партлашниң арқисида иранниң қоли болуши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә дөләт мудапиә министири бенний гантиз бу һәқтә исраилийә аммиви тарқитиш идариси (KAN) ға байанат бәрди.

исраилийә дөләт мудапиә министири бенний гантиз иранниң исраилийә ул әслиһәлирини вә пуқралирини һуҗум нишани қилишни халайдиғанлиқини илгири сүрүп, «парахотниң иранға йеқин орни, вәқәниң арқисида иранлиқлар бар, дегән қарашқа болған баһалашни күчәйтиду. әлвәттә, бу мениң баһалишим» деди.

гантиз партлашқа алақидар кәң көләмлик тәкшүрүшниң давамлишиватқанлиқини тәкитлиди.

исраилийәгә тәвә бир йүк парахоти оман қолтуқидин өтүш җәрйанида, җүмә күни партлаш йүз бәргән вә  вәқәдә адәм өлүш һадисиси көрүлмигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر