бермадики намайишларда нурғун оқуғучи тутуп кетилди

бермада намайишқа қатнашқан нурғун санда теббий оқуғучиларниң сақчи аптомобиллири билән тутуп кетилгәнлики вә шәһәрниң көплигән җайлирида милтиқ авазлири аңланғанлиқи билдүрүлди.

1592128
бермадики намайишларда нурғун оқуғучи тутуп кетилди

түркийә авази радийоси хәвири: бермада армийә 2 -февралда һакимийәтни тартивалғандин кейин, дөләт миқйасида сийасий өзгиришкә қарши қозғалған намайишларда тәхминән 800 кишиниң қолға елинғанлиқи уқтурулди.

йаңгондики хледан мәйданида намайиш қиливатқан нурғунлиған теббий оқуғучиларниң бүгүн сақчи аптомобилида тутуп кетилгәнлики вә шәһәрниң көплигән җайлирида милтиқ авази аңлиниватқанлиқи қәйт қилинди.

берма армийәси өзигә йеқин сийасий гуруппиларниң 2020-йили 8-нойабирдики сайламда алдамчилиқ бар, дегәнләрни илгири сүрүп  дөләт ичидә җиддийликни күчәйтишидин кейин, 1-февралда һакимийәтни тартивалған иди.

һәрбий һакимийәт ташқи ишлар министири вә дөләтниң әмәлий рәһбири аң сан су чи қатарлиқ нурғун мәсулларни вә һакимийәт бешидики партийә рәһбәрлирини қолға алған вә дөләттә бир йиллиқ җиддий һаләт елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر