бермадики һәрбий һакимийәт б д т да турушлуқ даимий вәкилни вәзиписидин елип ташлиди

берманиң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики даимий вәкили кйав мо тун һәрбий-сийасий өзгиришкә  қарши нутуқ сөзлигәндин кейин «дөләткә хийанәт қилиш билән» әйиблинип һәрбий һакимийәт тәрипидин вәзиписидин елип ташланғанлиқи елан қилинди.

1592122
бермадики һәрбий һакимийәт б д т да турушлуқ даимий вәкилни вәзиписидин елип ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: берма дөләтлик телевизийә истансиси «MRTV» баш әлчи тунниң дөләткә вәкиллик қилмайдиған ғәйрий рәсмий бир тәшкилат намидин сөз қилғанлиқини вә баш әлчиниң өз һоқуқи вә мәсулийитини суйиистемал қилғанлиқини  елан қилди.

һәрбий һакимийәт тәрипидин дөләткә хийанәт қилиш билән әйибләнгән баш әлчи кйав мо тун вәзиписидин елип ташланди.

кйав мо тун б д т омумий кеңишидә алдинқи күни өткүзүлгән берма йиғинида сөз қилип, хәлқара җамаәтчиликниң бермадики һәрбий - сийасий өзгиришни тохтитишини тәләп қилған вә б д т ни бермадики һәрбий һакимийәткә қарши туруш вә демократийәни әслигә кәлтүрүш үчүн зөрүр болған һәр түрлүк васитиләрни ишлитишкә чақириқ қилған иди.

берма армийәси өзигә йеқин сийасий гуруппиларниң 2020-йили 8-нойабирдики сайламда алдамчилиқ бар дегәнләрни илгири сүрүп  дөләт ичидә җиддийликни күчәйтишидин кейин, 1-февралда һакимийәтни тартивалған иди.

һәрбий һакимийәт ташқи ишлар министири вә дөләтниң әмәлий рәһбири аң сан су чи қатарлиқ нурғун мәсуллар вә һакимийәт бешидики партийә рәһбәрлирини қолға алған вә дөләттә бир йиллиқ җиддий һаләт елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر