ирақ дипломатийә министири иранда зийарәттә болди

ирақ дипломатийә министири фуад һүсәйин иранда дөләт ишлири зийаритидә болди.

1591833
ирақ дипломатийә министири иранда зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң рәсмий хәвәр агентлиқи (IRNA) ниң хәвәр қилишичә, бүгүн әтигән күтүлмигәндә иранниң пайтәхти теһранға йетип кәлгән ирақ дипломатийә министири фуад һүсәйин, иран дөләт хәвпсизлик кеңишииң  баш катипи әли шәмһани билән бир йәргә җәм болған.

учришишта, икки тәрәп мунасивәтлири вә районлуқ өзгиришләр һәққидә өзара пикир алмаштурулған болуп, һүсәйинниң башқа иран даирилири биләнму көрүшүши күтүлмәктә икән.

игилинишичә, һүсәйинниң зийаритиниң, «америка қошма иштатлириниң ирақтики һуҗумлар билән четишлиқи барлиқи түпәйли сүрийәдики иран қоллаватқан гуруппиларға аит бир җайға һава һуҗуми елип бериши» дин кейинла ишқа ешиши диққәт қозғайдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر