америка сүрийәдики бир җайға һавадин һуҗум қилғанлиқини билдүрди

америка қошма иштатлири ирақтики һуҗумлар билән четишлиқи барлиқини илгири сүрүп, сүрийәдә уруш қиливатқан иран һимайисидики гуруппиларға тәвә бир җайға һавадин һуҗум қилди.

1591028
америка сүрийәдики бир җайға һавадин һуҗум қилғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқи­ — пентагон (бәшбурҗәклик бина) байанатчиси җон кирби бу һәқтә байанат берип: «пирезидент җо байдинниң буйруқиға асасән, америка армийәси сүрийәниң шәрқидики иран һимайисидики қораллиқ гуруппилар ишлитиватқан бир җайға һавадин һуҗум қилди» деди.

кирби бу һуҗумниң йеқинқи мәзгилләрдә ирақта йүз бәргән ракетамийот һуҗумлиридин интиқам елиш мәқситидә қилинған қайтурма һуҗум икәнликини байан қилип: «бу һуҗум хусусән кәтаиб һизбуллаһ вә кәтаиб сәййид әшшуһәда қатарлиқларни өз ичигә алған иран һамийлиқидики гуруппиларниң чегра тәкшүрүш нуқтисидики нурғун йәрлирини вәйран қилип ташлиди» дегәнләрни қәйт қилди.

һуҗумниң даеш террорлуқ тәшкилатиға қарши иттипақдаш дөләтләр билән кеңишип елип берилғанлиқини билдүргән кирби, ирақ вә сүрийәниң омумий вәзийитини кәскинләштүрмәслик үчүн һуҗумниң мувазинәтлик шәкилдә елип берилғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر