йапонийәдә 13-феврал йүз бәргән йәр тәврәштә бир киши җенидин айрилди

йапонийәниң шәрқий шималиға җайлашқан фукушиманиң деңиз тәвәлкидә 13-феврал (2021) йүз бәргән 7.3 бал йәр тәврәштә бир киши җенидин айрилди.

1590428
йапонийәдә 13-феврал йүз бәргән йәр тәврәштә бир киши җенидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәниң фукушима вилайитиниң деңиз тәвәликидә 13-феврал йүз бәргән 7.3 бал йәр тәврәштә бир кишиниң җенидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

фукушима шәһәрлик һөкүмәт 7.3 бал йәр тәврәштин кейин йүз бәргән тунҗи өлүм тоғрисида доклат елан қилди.

байанатта, бир дости узунғичә хәвәр алалмиған 50 йашлиқ кишиниң өйидики вақитта йүз бәргән йәр тәврәштә өзини далдиға алған җабдуқниң астида өлүк һалда тепилғанлиқи қәйт қилинди.

от вә тәбиий апәтләргә тақабил туруш агентлиқи, бу қетимқи йәр тәврәштә шәрқий шималдики 10 вилайәттә 185 кишиниң йариланғанлиқини вә 3 миң 112 бинаниң охшимиған дәриҗидә бузғунчилиқларниң болғанлиқини уқтурди.

йәр тәврәш мийаги, иватә, акита, гунма, саитама, амори вә пайтәхт токйо қатарлиқ шәһәрләрдиму һес қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر