әрменийә армийәси пашинйанни истепа беришкә чақирди

әрменийә баш министири никол пашинйан өзини истепа беришкә чақирған баш иштаб башлиқини вәзипидин елип ташлиди.

1590539
әрменийә армийәси пашинйанни истепа беришкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: әрменийә баш иштаб башлиқи вә барлиқ йуқири дәриҗилик қоманданлар байанат елан қилип, баш министир пашинйанни истепа беришкә чақирди.

байанатта, пашинйан һөкүмитиниң һалқилиқ, шундақла йетәрлик қарарларни чиқиралмайдиғанлиқи вә буниңға қадир әмәслики қәйт қилинди.

әрменийә баш министири армийәниң истепа бериш чақириқини «сийасий өзгириш» дәп атап, қоллиғучилирини кочиға чиқип намайиш қилишқа чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر