малида инсанпәрвәрлик йардәм хадимлири тутқун қилинди
малида чеграсиз дохтурлар тәшкилатидин 4 киши тутқун қилинди.
1590423
түркийә авази радийоси хәвири: мали таратқулириниң хәвәр қилишичә, дөләтниң ички қисмиға җайлашқан мопти районида бир шипахана қурулушида ишләватқан чеграсиз дохтурлар тәшкилатиниң 8 хадими, намәлум қораллиқ кишиләр тәрипидин тутқун қилинған, кейинчә, булардин 4 айал қойуп берилгән болуп, 4 әрдин хәвәр йоқ икән. мопти, 2012 – йилдин буйан даим дегүдәк террорлуқ тәшкилатлириниң һуҗумиға учрап туридикән.