германийәдә сүрийә истихбарати үчүн ишләйдиған бир кишигә 4.5 йиллиқ қамақ җазаси берилди

германийәдә сүрийә истихбарати үчүн ишләйдиған әйад әл ғарип «инсанийәткә қарши җинайәткә йардәм бериш» билән әйибләнди.

1590360
германийәдә сүрийә истихбарати үчүн ишләйдиған бир кишигә 4.5 йиллиқ қамақ җазаси берилди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә ташқи ишлар министири һайко мас германийәдики бир сот мәһкимисиниң сүрийә истихбарати үчүн хизмәт қилидиған әйад әл ғарипни «инсанийәткә қарши җинайәткә йардәм бериш» билән әйибләп, 4.5 йиллиқ қамақ җазаси бәргәнликигә қарита «тарихий әһмйәткә игә бир қарар» дәп баһа бәрди.

һайко мас тивиттердики байанатида, бу қарарниң сүрийәдики қийин-қистақларда җавабкарлиқи болған кишиләрни һесабқа тартидиған вә һеч болмиғанда азрақ болсиму  адаләт бәрпа қилидиған тунҗи қарар болғанлиқини билдүрди.

һайко мас бу қарарниң нурғун кишиләргә нисбәтән символлуқ әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.

һайко мас берлинда өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, бу һәқтики соалларға җаваб берип, «ақивәттә, бу дело хәлқаралиқ җинайәт садир қилған һәрқандақ бирсиниң  өзини бихәтәр һес қилмайдиғанлиқини ениқ көрситип қойди» деди.

сүрийәдә садир қилинған җинайәтләрни ашкарилаш вә андин әдлийә органлириға тапшуруш үчүн актип тиришчанлиқ көрсәткәнликини байан қилған мас, бу җәһәттә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң дәлил-испат топлаш механизмини муһим дәп қарайдиғанлиқини, әксичә болғанда бу хил делоларниң нәтиҗигә еришәлмәйдиғанлиқини билдүрди.

кобленз өлкилик алий сот мәһкимиси түнүгүн елан қилған қарар арқилиқ әйад әл ғарипниң сүрийә истихбарат оргини хизмәтчиси болуш сүпити билән 2011 - йили күздики әрәб баһари намайишлирида 30 намайишчини қийин-қистаққа елиш үчүн бир түрмигә йөткәшкә йардәм бәргәнлики испатлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر