нигерийәдә йүз бәргән террорлуқ һуҗумида 10 киши қаза қилип, 47 киши йариланди

ғәрбий африқа дөлити нигерийәниң борно өлкисидә охшимиған үч йәрдә йүз бәргән шиддәтлик партилашлар вә қораллиқ һуҗумларда 10 киши қаза қилип, 47 киши йариланди.

1589565
нигерийәдә йүз бәргән террорлуқ һуҗумида 10 киши қаза қилип, 47 киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләтлик таратқуларниң хәвиригә асасланғанда, борно өлкисиниң майдугури шәһиридә гванге, булабулин вә калери қатарлиқ районларда шиддәтлик партилаш вә қораллиқ һуҗумлар йүз бәргән. һуҗум вә партлашларда 10 киши қаза қилип, 47 киши йариланған.

һөкүмәт даирилири партилаш йүз бәргән районларға бихәтәрлик қисимлириниң әвәтилгәнликини вә вәқәгә қарита тәкшүрүшниң башланғанлиқини билдүрди.

терорлуқ тәшкилати боко һарам районда пат пат охшаш һуҗумларни қилип кәлмәктә.

йәнә бир тәрәптин, нигерийә армийәси борно өлкисигә қарашлиқ марте районида елип барған һәрикәтлиридә боко һарамниң контроллуқидики районни тартип алди.

һәрикәттә нурғун террорчилар уҗуқтурулди вә бәзи террорчилар йариланған һалда қачти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر