байдин билән казими телефонлашти

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән ирақ баш министири мустапа казими телефонлашти.

1589556
байдин билән казими телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарайниң икки рәһбәрниң телефон сөһбитигә мунасивәтлик йазма байанатида, пирезидент байдинниң американиң ирақниң игилик һоқуқи вә мустәқиллиқини қоллайдиғанлиқини тәкитлигәнлики вә баш министир казиминиң рәһбәрликини йәнә бир қетим тәбриклики қәйт қилинди.

байанатта: «икки рәһбәр йеқинда ирақ вә бирләшмә армийә хадимлири һуҗум нишани қилинған ракетамийут һуҗуми тоғрисида сөзләшти вә һуҗумни садир қилғучиларниң толуқ җавабкарлиққа тартилиши керәклики тоғрисида бирдәклик һасил қилди» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта йәнә, байдин билән казиминиң «истратегийәлик дийалог» арқилиқ америка - ирақ мунасивитини тәрәққий қилдурушниң муһимлиқини тәкитлигәнлики оттуриға қойулди.

өткән һәптә ирақтики америка әскәрлири туруватқан әрбил айродуруми, алдинқи күни болса, бағдадтики алаһидә күчлүк муһапизәт қилиниватқан йешил район ракетамийут һуҗумиға учриғаниди.

райондики нурғун мәнбәләр һуҗумниң арқисида иранниң барлиқиға ишарәт қиливатқан болсиму, америка әмәлдарлири һуҗумни садир қилғучиларни ениқлаш тәкшүрүшиниң техи түгимигәнликини билдүргәниди.


خەتكۈچ: #америка , #ирақ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر