афғанистанда өткән йили 3000 дин артуқ бигунаһ пуқра өлтүрүлди

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң афғанистандики йардәм һәрикити (UNAMA) ниң байанатиға асасланғанда, өткән йили афғанистанда йүз бәргән һуҗумларда 3 миң 35 пуқра һайатидин айрилип, 5 миң 785 пуқра йариланған.

1589123
афғанистанда өткән йили 3000 дин артуқ бигунаһ пуқра өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: байанатта бу айаллардин тәшкил тапидиғанлиқи уқтурулди.

байанатта йәнә, афғанистанлиқлар ара сөһбәтниң 2020-йили 12-сентәбирдә қатарниң пайтәхту доһада башлиниши билән бу хил һуҗумларниң көпийип кәткәнлики, һуҗумларниң %46 идә талибанларниң, %8 идә терорлуқ тәшкилати даешниң, %24 идә дөләт қисимлириниң җавабкарлиқи  барлиқи тәкитләнди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң афғанистандики йардәм һәрикити (UNAMA) ниң йеқинқи 7 йилда афғанистандики өлүмләр һәққидә доклат тәййарлиғанлиқи вә  бу мәзгилдә һәр йили 3000 дин артуқ бигунаһ пуқраниң қаза қилғанлиқи әскәртилди.

байанатта, афғанистандики өлүм нисбитиниң алдини елиш үчүн уруш тохтитиш тәләп қилинди.

 

талибан болса, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң афғанистандики йардәм һәрикити (UNAMA) ниң доклатини  рәт қилип, өлүмләрдә һәқиқий җавабкарлиқи болғанларниң үсти йеепиливатқанлиқини илгири сүрди.

талибан пуқраларниң өлүмлириниң көпинчисигә сәвәб болғини чәтәл күчлириниң һуҗумлири икәнкиликини дәва қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر