нетанйаһу: иранни тосуш үчүн һәр түрлүк ишни қилимиз

исираилийә баш министири нетанйаһу йадро келишими қайтидин иҗра қилинсун йаки қилинмисун, иранниң йадро қоралиға игә болушиниң алдини елиш үчүн һәр түрлүк чарә-тәдбирләрни ишқа салидиғанлиқлирини билдүрди.

1589326
нетанйаһу: иранни тосуш үчүн һәр түрлүк ишни қилимиз

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә баш министири нетанйаһу бир телевизийә пирограммисиға қатнишип, американиң иран билән 2015-йили имзалиған келишимгә қайтиш тоғрисида тохталди.

у исираилийәниң үмидлирини иран билән түзүлидиған келишимгә бағлимиғанлиқлирини, шималий корейәдә болғиниға охшаш, бу хил келишимләрниң бәк карға кәлмәйдиғанлиқини илгири сүрди. у мундақ деди:

«келишим болсун йаки болмисун, иранниң йадро қоралиға игә болушинң алдини елиш үчүн һәр хил ишни қилимиз.»

иран билән америка, русийә, фирансийә, әнглийә, хитай вә германийә оттурисида йадро келишими имзаланған, бирақ сабиқ пирезидент доналд трамп 2018-йили келишимни бикар қилған иди.

иран 2019-йили 8-майдин тартип қәдәмму қәдәм келишимдә бәргән вәдилирини тохтитишқа башлиған вә 2020-йили 5-йанварға кәлгәндә вәдилирини пүтүнләй тохтитип, йуқири сәвийәдә уран қойулдурушни өз ичигә алған бәзи һәрикәтләрни башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر