ливийә ички ишлар министириға қилинған  суйиқәст пиланлиқ һәрикәтму?

ливийә ички ишлар министири фетһи башаға өзигә қаритилған суйиқәстниң чоқум пиланлиқ һәрикәт икәнликини ейтти.

1589337
ливийә ички ишлар министириға қилинған  суйиқәст пиланлиқ һәрикәтму?

түркийә авази радийоси хәвири: ливийә ички ишлар министири фетһи башаға 21-феврал тириполиниң ғәрбигә җайлашқан җанзур районидики туралғусиға қайтиш  әснасида машина әтритигә қилинған һуҗум һәққидә мәтбуатларға байанат бәрди.

фетһи башаға җанзурға кәлгәндин кейин, бир бронивик йүк машиниси тәрипидин оққа тутулғанлиқини билдүрүп, «һуҗум әлвәттә тасадипийлиқ әмәс иди, бәлки пиланланлиқ һәрикәт иди» деди.

фетһи башаға қоғдаш әтритиниң мәзкур аптомобилни машина әтритидин йирақлаштурушқа тиришиши билән бир қоғлишиш башланғанлиқини вә ахирида һуҗумчи аптомобилниң өрүлгәнликини һәмдә хусусий қоғдиғучисиниңму  йариланғанлиқини билдүрди.

ливийә ички ишлар министири фетһи башаға һуҗум қилғучилардин бирсиниң өлгәнликини , қалған иккисиниң тутулғанлиқини тәкитләп,  тәпсилати һәққидә башқа мәлумат бәрмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر